америка: «F 35» сөһбити мувәппәқийәтлик болди

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи, түркийә – америка дөләт мудапиә министирлиқлири даирилири оттурисида «F 35» типлиқ уруш айропиланлири мәсилисидә пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән сөһбәтниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини билдүрди.

1727859
америка: «F 35» сөһбити мувәппәқийәтлик болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мәзкур сөһбәткә мунасивәтлик бир соалға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «сөһбәт, түркийәниң < F 35 > типлиқ уруш айропиланлири пирограммисидин чиқирилиш басқучиниң тамамланған болуши вә буниң икки дөләт мунасивәтлириниң келәчики үчүн қандақ уқумни билдүридиғанлиқини мәзмун қилатти, җүмлидин, кәспий җәһәттин муһим әһмийәткә игә  бу сөһбәт наһайити мувәппәқийәтлик һалда тамамланди, түркийә һазирму көплигән мәнпәәтлиримиз бар болған шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдишимиздур, биз, мана мушу иттипақдашлиқ нуқтиинәзәригә асасән ортақ бихәтәрлик мәнпәәтлирини чиқиш нуқта қилип, түркийә билән давамлиқ һәмкарлишишни халаймиз.»

сөһбәтниң пәқәт түркийәниң «F 35» типлиқ уруш айропиланлири пирограммисидин чиқирилиш мәсилисини мәзмун қидиғанлиқини әскәрткән кирби, мундақ дәп көрсәтти: «бу һәргизму түркийә билән икки тәрәплик зич һәмкарлиқ орнитиш йоллири үстидә издәнмәймиз, дегән уқумни билдүрмәйду.»

түркийәниң «F-16» типлиқ уруш айропиланлири сетивелиш тәлипиниң, пәқәт дөләт бихәтәрлики җәһәттинла әмәс,  шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бихәтәрлики җәһәттинму муһим икәнликини қәйт қилған кирби, америка қошма иштатлириниңму түркийәниң қудрәтлик һава армийәсиниң нато үчүн муһимлиқиға ишинип ишәнмәйдиғанлиқиға алақидар соалға җаваб берип мундақ деди: «америка қошма иштатлириниң һәрбий әслиһәләрни сетиш мәсилиси тоғрулуқ тохталмаймән, лекин, түркийә америка қошма иштатлириниң муһим вә натодики қиммәтлиқ иттипақдишидур, иттипақдашлиқииз икки тәрәплик бихәтәрлик мунасивәтлиригә асаслиниду, түркийә билән бирликтә қандақ илгириләшләрни қолға кәлтүрүш тоғрулуқ сөһбәт өткүзүш муһим болуп, бу һәқтә давамлиқ сөһбәт өткүзимиз.»

у, түркийәниң пәқәт бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ға қарита елип барғуси һәрбий һәрикитигә даир соалға җаваб бәргәндә, «бу мәсилә һәққидә тохталмаймән, с д г исмини ишләткән й п г/п к к билән сүрийәдә пиринсип җәһәттин вә пәқәт даешқа қарши күрәш даирисидила һәмкарлишиватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر