русийә: америка алдимиздики айларда онларчә рус дипломатни чеградин қоғлап чиқириду

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова, америка билән русийә оттурисидики дипломатик вәзийәтниң начарлишидиғанлиқини илгири сүрди.

1726726
русийә: америка алдимиздики айларда онларчә рус дипломатни чеградин қоғлап чиқириду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова, америка кәлгүси бир нәччә ай ичидә йәнә 55 рус дипломат вә мәмурий хадимдин чеградин чиқип кетишни тәләп қилидиғанлиқини, дипломатийә сепидики вәзийәтниң техиму йаманлишип кетидиғанлиқини билдүрди.

захарова, вашингтон һөкүмитиниң русийәниң америкадики дипломатлириға тутуватқан позитсийәси һәққидә йазма байанат елан қилип, американиң русийәдики дипломатик орунлирида 130 кишиниң ишләйдиғанлиқини әскәртти.

захарова, русийәниң вашингтондики әлчиханисида, нйу-йорктики икки консулханиси вә хустондики дипломатик орунлирида 200 гә йәтмәйдиған кишиниң ишләйдиғанлиқини тәкитләп: «вашингтондики 55 дипломат вә мәмурий хадимниң кәлгүси бир нәччә ай ичидә америкадин чиқип кетишини тәләп қилидиғанлиқи тоғрисидики қарашлар нәзәргә елинғинида — мәлумки бу чеградин қоғлап чиқириш дегәнлик болиду, — дипломатийә сепидики вәзийәт техиму йаманлишип кетиду» деди.

захарова, американиң русийәниң дипломатик орунлирида ишләйдиғанларға қаратқан һәр хил дүшмәнләрчә позтийәсигә тез, мувапиқ, әмма симметрик болмиған усулда җаваб қайтурулидиғанлиқини тәкитлиди.

ахирқи қетим 8-айниң 2-күни, америка рус әлчиханисида ишләватқан 24 дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилғаниди.

икки дөләт оттурисидики бу йил бойи давамлашқан өзара дипломатларни чеградин қоғлап чиқириш сәвәблик 1 – авғусттин буйан американиң москвадики әлчиханисидики хизмәтчи сани йеқинқи бәш йилниң әң төвән чекигә чүшүп қалди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر