меркел көчмәнләр мәсилисидә түркийәни қоллашниң зөрүрлүкини оттуриға қойди

германийә баш министири ангела меркел 4 милйонға йеқин мусапирға саһибханлиқ қиливатқан түркийәни қоллашниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

1726725
меркел көчмәнләр мәсилисидә түркийәни қоллашниң зөрүрлүкини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә баш министири кирйакос мичотакисниң тәклипигә бинаән пайтәхт атина (афина)да зийарәттә болған германийә баш министири ангела меркел, учришишлиридин кейин өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида көчмәнләр мәсилиси тоғрисида тохталди.

у, әгәр түркийә билән йавропа мәсилиләрни қаидигә әмәл қилиш арқилиқ һәл қилған тәқдирдә, һәм өзлириниң орунлирини һәмдә йәршариви мәнидә иқтисадий җәһәттин күчийидиғанлиқини қәйт қилди.

меркел, 2015- йили башланған зор көчмәнләр мәсилисигә дуч кәлгәнликлирини әскәртип: «йавропа иттипақи- түркийә келишими бизгә, өзаримизда һәмкарлиқ орнитишқа тиришишимиз керәкликини вә бу алаһидә әһвалда түркийә билән һәмкарлишишимиз керәкликини көрситип беридиған бир үлгә болди» деди.

йавропа иттипақиниң, йавропаға кәлтүрүшниң орниға мусапирларни өз дөләтлиригә йеқин районларда күтүвелиш йолини таллиғанлиқини тилға елип, йавропа иттипақи билән түркийәниң көчмәнләр мәсилиси тоғрисида имзалиған келишимниң мушу пикирни асас қилғанлиқини, буниң һәм түркийә һәм йавропа иттипақи үчүн пайдилиқ икәнликини ейтти.

меркел бу җәһәттә түркийәни қоллаш керәкликини тәкитләп, түркийәниң афғанистанға мунасивәтлик әндишисиниму чүшидиғанлиқини әскәртти вә сөзини давамлаштуруп: «биз адәм әткәсчилики вә қанунсиз көчмәнләрниң мәбләғ билән тәминлинишини қандақ халимисақ, түркийәниңму шундақ қилиш һоқуқи бар» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر