блинкен вә бир қисим палата әзалири 29 - өктәбир җумһурийәт байримини тәбриклиди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен вә бир қисим палата әзалири 29 - өктәбир җумһурийәт байримини тәбриклиди.

1726811
блинкен вә бир қисим палата әзалири 29 - өктәбир җумһурийәт байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен, 29 – өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән тәбрик телеграммиси тарқитип, «түркийә шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато иттипақдиши вә америка қошма иштатлириниң шерикидур» деди.

американиң әнқәрәдики әлчиханисиниң тор бетидә елан қилинған телеграммида, блинкенниң америка намидин түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 98 йиллиқини тәбрикләватқан түрк хәлқини тәбрикләйдиғанлиқиға ишарәт қилинди.

«түркийә шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато иттипақдиши вә америка қошма иштатлириниң шерикидур» дегән блинкен, түркийәниң нәччә он йилдин буйан дунйави қийинчилиқларға қарши туруш үчүн америка қошма иштатлири вә хәлқара җәмийәтниң йенида туруп кәлгәнликини қәйт қилди.

у, икки дөләтниң узун йиллиқ мунасивитиниң сода, дипломатийә вә бихәтәрлик саһәлиридики күчлүк һәмкарлиқ үстигә қурулғанлиқини оттуриға қойуп: «түркийә билән америка қошма иштатлири оттурисидики интайин чоңқур хәлқләр араси риштини узун йиллардин буйан давамлаштуруп кәлгән болуп, бу мунасивитимизниң күчи нуқтисидин һалқилиқ әһмийәткә игә. бу алаһидә күнни тәбрикләватқан силәргә әң йахши тиләклиримизни сунимиз вә алдимиздики йилларда шерикчиликимизни зорайтишни тақәтсизлик билән күтмәктимиз» деди.

йәнә бир тәрәптин, америка авам палатасиниң америка - түркийә мунасивити вә түрк америкалиқлар гурупписидики палата әзалири 29- өктәбир җумһурийәт байримини тәбриклиди.

мәзкур гуруппиниң тәң һоқуқлуқ башлиқлири теннесси иштати палата әзаси стев кохен, оһайо иштати палата әзаси стев чабот, виргинийә иштати палата әзаси герри конноли вә җәнубий каролина иштати палата әзаси җов вилсон түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 98 йиллиқи мунасивити билән йазма байанат елан қилди. «түрк хәлқи вә түрк америкалиқларниң җумһурийәт байримини тәбрикләймиз» дегән ибариләргә орун берилгән байанатта, түркийә җумһурийитиниң 1923- йили 29- өктәбир мустапа камал ататүрк тәрипидин қурулғанлиқи әскәртилди.

америкадики түркләрниң сәнәт, илим-пән, тәтқиқат вә сода дунйасиға нурғун төһпә қошқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «түркийә йавропа, асийа вә африқаниң кесишиш нуқтисидики истратегийәлик әһмийәткә игә мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато әзаси бир дөләт болуш сүпити билән, һалқилиқ әһмийәткә игә бир иттипақдаштур. у чегра һалқиған бихәтәрлик вә терроризмға қарши күрәштә муһим рол ойнайду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, түркийәниң дунйадики әң көп мусапирға саһибханлиқ қиливатқан бир дөләт икәнликиму әскәртип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر