20 гуруһи башлиқлар йиғини италийәниң пайтәхти римда башланди

дунйаниң алдинқи қатардики 20 чоң иқтисадий күчиниң рәһбәрлири билән хәлқара тәшкилатларниң вәкиллирини бир йәргә җәм қилидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини италийәниң пайтәхти римда башланди.

1726808
20 гуруһи башлиқлар йиғини италийәниң пайтәхти римда башланди

түркийә авази радийоси хәвири: 20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәиси италийәниң новола қурултай мәркизидә уйуштурған башлиқлар йиғининиң ечилиши саһибхан баш министир марийо дирагиниң меһманлирини қарши елиши билән башланди.

дираги түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ меһманларни ишик алдида бирму - бир күтүвалди, арқидин меһманлири билән бирликтә аилә фото – сүрити тартилди.

башлиқлар йиғининиң биринчи күнидә «йәр шари иқтисади вә йәр шари сағламлиқи» темисини чөридәп музакирә елип берилиду.

йиғинда, йуқум мәзгилидә иқтисадниң әслигә келиши, ваксина әмләш паалийити вә йуқум мәзгилидики саламәтликкә мунасивәтлик гәвдилик тәрәққийатлар музакирә қилиниду.

җумһур рәис  әрдоған «техиму йахши әслигә келиш үчүн кичик типтики карханилар билән айаллар игидарчилиқидики карханиларни қоллаш» темилиқ йиғини вә чүшлүк зийапәткә иштирак қилиду.

әрдоған рәһбәрләр билән айрим учришишларни өткүзиду, италийә баш министири марийо дираги саһибханлиқидики мәдәнийәт паалийитигә, һәмдә италийә пирезиденти сергийо маттарелланиң вәкилләр өмәклири башлиқлириға беридиған  кәчлик зийапәткиму қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر