америка түркийәгә йеңи баш әлчи тәйинлиди

америка пирезиденти җо байдин тәрипидин дөлитиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә намзат қилип көрситилгән җеф флейк кеңәш палатаси омумий кеңишиниң тәстиқидин өтти.

1725454
америка түркийәгә йеңи баш әлчи тәйинлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җеф флейкниң намзатлиқи америка кеңәш палатаси омумий кеңиши әзалириниң ағзаки беләт ташлиши нәтиҗисидә қобул қилинди.

флейкниң йеқин кәлгүсидә американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси дйевид саттерфилидтин бу вәзипини өткүзүвелиши мөлчәрләнмәктә.

америка пирезиденти байдин 7-айда флейкни американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә намзат қилип көрсәткән, кеңәш палата ташқи мунасивәтләр комитети 20-өктәбир флейкниң намзатлиқини тәстиқлап, кеңәш палатаси омумий кеңишиниң ахирқи беләт ташлишиниң йолини ачқаниди.

җумһурийәтчи болушиға қаримай, 2020- йилдики пирезидентлиқ сайлимида демократик қанатниң намзати байдинни қоллиған флейк, 2013-2019-йиллири арилиқида америка кеңәш палатасида аризона иштатиниң кеңәш палата әзаси болған, һәмдә 2001-2013-йиллири арилиқида авам палата әзаси болуп вәзипә өтигәниди.

флейк сабиқ пирезидент доналд трамп һөкүмити вә җумһурийәтчиләр партийәсиниң сийаситини баһанә қилип, 2019-йили кеңәш палатасидин пенсийәгә чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر