судандики һәрбий өзгириштин кейин хартум хәлқара айродоруми тақалди

армийә қомандани генерал абдулфәттаһ әл бурһанниң җиддий қараридин кейин, мәмурий башқурушни қоллиғучиларниң наразилиқ намайишлириға сәһнә болған суданда хартум хәлқара айродоруми тақалди.

1725561
судандики һәрбий өзгириштин кейин хартум хәлқара айродоруми тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: судан хәлқ авиатсийә идарисиниң байанатида, айродорумниң 26-өктәбирдин 30-өктәбиргичә нөвәтчи айропиланларға тақиветилгәнлики билдүрүлди.  

түркийә авиатсийә ширкитиму суданниң пайтәхти хартумға учидиған бүгүн вә әтә (икки күнлүк) нөвәтчи айропиланлириниң учушини әмәлдин қалдурди.

суданда 25- өктәбир әтигәндә баш министир абдуллаһ һәмдук вә нурғун сийасионлар қолға елинған иди.

пуқралар қанитиға қилинған бу һәрбий мудахилидин кейин, һөкүмәтниң пуқралар қанити вә нурғун сийасий партийәләр хәлқни кочиларға чиқип наразилиқ билдүрүшкә чақириқ қилған иди.

чақириқтин кейин, пайтәхт хартумниң охшимиған җайлириға топланған миңлиған судан хәлқи һәрбий мудахилигә қарши намайиш қилишқа башлиған иди.

генерал абдулфәттаһ әл бурһан җиддий һаләт елан қилғанлиқини, игилик һоқуқ кеңиши вә кабинетниң тарқитиветилгәнликини, суданниң барлиқ пирқилири вәкиллик қилидиған техникилиқ һөкүмәт қурулидиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر