меркел йеңи һөкүмәт қурулғичә вәзипә өтәйду

германийә пирезиденти франк волтер стейинмейир (Frank Walter Steinmeier) баш министир ангела меркелдин йеңи һөкүмәт қурулғичә вәзиписини давамлаштурушни тәләп қилди.

1725589
меркел йеңи һөкүмәт қурулғичә вәзипә өтәйду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә белву пирезидентлиқ сарийида өткүзүлгән мурасимда, меркел вә башқа һөкүмәт әзалириниң вәзипә өтәс муддитиниң рәсмий ахирлашқанлиқи билдүрүлди.

пирезидент стейинмейир мурасимда қилған сөзидә, меркелға 16 йиллиқ хизмәтлири үчүн тәшәккүр ейтти.

у: <<һөрмәтлик баш министир дөлитимизгә киризислар вә давалғушлар анчә аз болмиған 16 йиллиқ мәзгилдә рәһбәрлик қилғанлиқиңиз үчүн тәшәккүр ейтмай туралмаймиз. чоң киризислар йилларчә йүз бәрди. вәзипиңиз башланған дәсләпки мәзгилдә йү бәргән пул-муамилә вә иқтисадий киризис, иккинчи нөвәтлик вәзипә мәзгилиңиздики йавро киризиси вә үчинчи нөвәтлик вәзипә мәзгилиңиздики кәң көләмлик мусапирлар вә көчмәнләр киризиси, йеқинқи йиллардики вухән вируси (Kovid-19) киризиси қатарлиқлар... әмма бу йиллар йавропада вә дунйада дөлитимиз һөрмәт, сөйгүгә еришкән йиллардур>> деди.

у 2015-йилидики мусапирлар киризисида җәсурларчә чиқарған қарар сәвәбидин меркелни махтап, мундақ деди:

<<бирақ, һәммидин муһими пуқралиримизниң ишәнчигә ериштиңиз. сүрийәдин кәлгән мусапирлар биздин панаһлиқ тилигән мәзгилдә өзиңизниң дөлити үчүнла әмәс, бәлки йавропа үчүнму мәсулийәтни үстиңизгә җасаритиңиз сәвәбидин шәисий намимдинму тәшәккүр ейтимән.>>

германийәдә сайлам ахирлашқанда өткүзүлидиған федератсийә парламенти йиғинидин кейин, баш министир вә башқа һөкүмәт әзалириниң вәзипә өтәш муддити рәсмий ахирлишиду.

бирақ, пирезидент стейинмейир асасий қанунниң мунасивәтлик маддиси бойичә йеңи һөкүмәт қурулғичә сабиқ һөкүмәтниң вәзипә өтишини тәвсийә қилса болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر