G20 дөләт гуруһи йиғини римда йүз туранә ечилиду

G20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини италийә пайтәхти римда йүз туранә ечилиду. бу вухән вируси мәзгилидә йүз туранә ечилған тунҗи G20 йиғини болуп һесаблиниду.

1725714
G20 дөләт гуруһи йиғини римда йүз туранә ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: G20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәисликини 2020-йили 1-декабир сәуди әрәбистандин өткүзүвалған италийә, 2021-йили бойичә үстигә алған нөвәтчи рәисликини, 30-31-өктәбир римда чақирилидиған G20 алий рәһбәрләр йиғини билән ахирлаштуриду.

йиғинда, рәһбәрләрниң көп қутуплуқ, баравәрлик вә сәһийә хизмәтлиридин бәһриман болушни капаләткә игә қилиш, кәлгүсидики зәрбиләргә тақабил турушни күчәйтиш вә омумий параванлиқни қоллаш, шундақла вабаға қарши тез инкас қайтурушқа капаләтлик қилишқа диққитини мәркәзләштүрүши вә йеңи вәдиләрни бериши күтүлмәктә.

италийә йиғиндин кейин, нөвәнчи рәисликни һиндонезийәгә өткүзүп бериду.

йиғинға, түркийәгә вакалитән җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоған иштирак қилиду.

җумһур рәис рәҗәп тайийп әрдоған йиғин бойичә муһим дипломатик учришишларни өткүзиду.

баш министирлиқ вәзиписидин видалишиш алдида турған ангела меркел ахирқи қетим германийәгә вакалитән G20 дөләт гуруһи йиғиниға қатнишиду.

йиғинға, америка, әнглийә, фирансийә, русийә, канада, йапонийә, германийә, түркийә, йапонийә, җәнубий корейә, австиралийә, биразилийә, аргентина, һиндистан, һиндонезийә, хитай, мексика, сәуди әрәбистан, җәнубий африқа вә йавропа иттипақидин башқа, саһибхан дөләт италийә тәклип қилған дөләтләр билән хәлқара пул фонди тәшкилати, дунйа банкаси, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати, дунйа сода тәшкилати, хәлқара әмгәк тәшкилати вә б д т қатарлиқ иәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири вә мәсуллири қатнишиду.

русийә пирезиденти владимир путин, йапонийә баш вәзири фумийо кишида, мексика пирезиденти андрес мануел лопез обрадор вә хитай рәиси ши җинпиңниң йиғинға интернет арқилиқ қатнишидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر