фирансийәдә йил ахириғичә йәнә 7 җами вә мусулманлар җәмийити тақилидиған болди

фирансийәдә йил ахириғичә йәнә 7 җами вә мусулманлар җәмийити «радикал исламни қоллиған» дегән баһанә билән тақилидиған болди.

1725591
фирансийәдә йил ахириғичә йәнә 7 җами вә мусулманлар җәмийити тақилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири гералд дарманин аллоннес шәһиридики бир җамини «радикал исламни қолиған» дегән баһанә билән 6 айлиқ тақаш қараридин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

ички ишлар министири гералд дарманин җаминиң башқурғучилириниң банка һесабатиниңму тоңлитилғанлиқини, пирезидент еммануел макрон (2017 – йили) вәзипигә олтурғандин буйан җәмий 13 мусулманлар җәмийитиниң тақалғанлиқини һәмбәһирлиди.

гералд дарманин бу йилниң ахириғичә йәнә 7 җами вә мусулманлар җәмийитиниң тақилидиғанлиқини байан қилип, «өчмәнлик тарқатқан», «радикал исламчилиқни қоллиған» дегән баһанә билән тақилидиғанлиқини ейтти.

дарманин мәмликәт миқйасидики 2 миң 500 җамидин 92 исигә қарита елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидә 21 җаминиң тақалғанлиқини әскәртип, 2020-йили 9-айдин башлап, 36 миң чәтәлликниң аммиви тәртипкә тәһдид салғанлиқи сәвәбидин олтурақлишиш кинишкисиниң бикар қилинғанлиқини тәкитлиди.

фирансийәдә бүгүнгә қәдәр мусулманларға тәвә нурғун җәмийәтләр һәр хил баһаниләр билән тарқитиветилгән иди.

сарте валий мәһкимисиниң 25 – өктәбирдә елан қилған байанатида, аллоннесдики 300 кишилик җамаити болған җаминиңму «радикал исламни қолиған» дегән сәвәб билән 6 ай тақалғанлиқи билдүрүлгән иди. җаминиң башқурғучилириниң болса франсийәдә йүз бәргән терорлуқ һуҗумлирини ақлиғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

фирансийә һөкүмитиниң 8-айда мақуллиған «бөлгүнчилик» қануни билән мусулманларниң турмушиға арилишивалғанлиқи қаттиқ тәнқид қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر