даешниң дийаладики һуҗумида 11 адәм қаза қилди

ирақ һөкүмити, даеш террорлуқ тәшкилатиниң дөләтниң шәрқий қисмида садир қилған террорлуқ һуҗумида 11 кишиниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

1725467
даешниң дийаладики һуҗумида 11 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ бирләшмә һәрикәт қоманданлиқи байанат елан қилип, даешниң дийаладики бир йезиға қаратқан һуҗумида бир нәпири айал болуп җәмий 11 кишиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

ирақ баш министири мустапа казими һуҗумни әйиблиди вә бу террорлуқ тәшкилатидин буниң интиқамини алидиғанлиқлириниң сигналини бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر