туниста бир сабиқ министир билән 7 әмәлдар қолға елинди

туниста сабиқ министир билән 7 әмәлдарниң «чириклик» гумани билән қолға елинғанлиқи елан қилинди.

1725353
туниста бир сабиқ министир билән 7 әмәлдар қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: тунис хәлқ сот мәһкимиси алақә ишханиси елан қилған йазма байанатта, иқтисад вә пул-муамилә әдлийә бирлики тәптиш мәһкимисиниң сабиқ йеза игилик министири билән 7 министирлиқ әмәлдари һәққидә «иқтисадий чериклик» гумани билән қолға елиш буйруқи чиқирилғанлиқини  билдүрүлди.

байанатта сабиқ министирниң кимлики билдүрүлмиди, әмма йәрлик таратқуларниң хәвиридә бу кишиниң самир тәййиб икәнлики илгири сүрүлди.

йүсүп әл шәһид һөкүмитиниң 2016-2020-йиллириғичә болған мәзгилидә йеза игили министири болған самир тәййиб 2011-2014-йиллири мәмликәтлик асасий қанун мәҗлисиниң әзаси болған иди.

туниста, пирезидент қайс сәйид 25-ийул мәҗлисниң хизмитини тоңлиутуп, өз һоқуқини кеңәйтидиған бир қатар алаһидә қарарларни мақуллиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر