судандики һәрбий сийасий өзгиришкә қарши намайишларда 7 киши қаза қилди

судандики һәрбий һәрикәттин кейин башланған сийасий өзгиришкә қарши намайишларда 7 киши қаза қилди вә 140 киши йариланди.

1725040
судандики һәрбий сийасий өзгиришкә қарши намайишларда 7 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: суданда түнүгүн әтигән өткүнчи һөкүмәт рәиси абдулла һәмдук вә башқа 4 министирниму өз ичигә алған һөкүмәт әмәлдарлири қолға елинғандин кейин, хәлқ кочиларға чиқип сийасий өзгиришкә  қарши наразлиқ намайиши өткүзди.

һәрбийләр намайишни бастуруш үчүн тәңпуңсиз күч ишләтти.

спутникниң хәвиригә асасланғанда, бихәтәрлик қисимлириниң мәмликәт миқйасидики намайишларға  арилишиши нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларниң сани 7 гә, йариланғанларниң сани 140 кә йәткән.

армийә қомандани генерал абдулфәттаһ әл бурһан қанун тәрипидин берилгән һоқуққа асасән, қалаймиқанчилиқ вә кризис муһитини ахирлаштуруш  үчүн җиддий һаләт елан қилғанлиқини җакарлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر