йәмәндики һәрбий һәрикәтләрдә 814 киши җенидин айрилған

йәмәндә һөкүмәт вә бирләшмә қисимниң иранниң қоллиши астидики һусий қораллиқ күчлири билән тоқунуши, һәмдә һава һуҗумлири сәвәбидин 814 киши җенидин айрилди.

1724375
йәмәндики һәрбий һәрикәтләрдә 814 киши җенидин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан с п а (SPA)  агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, бирләшмә қисим йеқинқи 72 саәттә мариб вилайитиниң ғәрбигә җайлашқан әл қәсара вә әлҗәвбә районлирида җәмий 88 қетим һәрбий һәрикәт елип барған.

һәрбий һәрикәтләрдә 264 тин көп һусий қораллиқ күчи бир тәрәп қилинған вә 36 һәрбий аптомобил пачақлап ташланған.

һусий қораллиқ күчлириниң байанатчиси йәһйа әссәри ахбарат елан қилип, һусий қораллиқ күчлириниң 550 кишини өлтүргәнликини, 1200 кишини йаридар қилғанлиқини вә 90 кишини әсиргә алғанлиқини билдүрди.

у: «ғәбвә билән мариб вилайәтлиридә <зафәр баһари> һәрбий һәрикәтлиридә җәмий 3200 кивадрат километирлиқ җай қутқузулди» деди.

йәмәндики иранниң қоллиши астидики һусийлар 2014-йили сентәбирдин тартип пайтәхт сана вә бәзи җайларниң контроллуқини тутуп туруватқан болуп, сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисим 2015-йили марттин буйан һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.

йәмәндә йәттә йилдин буйан давамлишиватқан тоқунушларда 233 миң киши җенидин айрилди. дунйадики әң кәмбәғәл дөләтләр арисидин орун алған йәмәндә ички уруш сәвәбидин техиму чоңқурлашқан инсаний киризис барғансери қорқунч түскә кирди.

б д т ниң мәлуматларида, тәхминән 30 милйон нопусқа игә йәмәндә, 22 милйондин көп киши инсанпәрвәрлик йардәмлиригә вә қоғдашқа моһтаҗ икәнлики қәйт қилинмақта.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر