даешниң мәқсити афғанистанда мәзһәп урушини башлаш

америка башчилиқидики нато қисимлири афғанистандин чекингәндин кейин, афғанистан шиәлири, даешниң һуҗумлириға дуч кәлди. қәндәһәрдики шиә дин өлималири террорлуқ тәшклати даешниң мәзһәп урушини башлашқа урунуватқанлиқини билдүрди.

1724451
даешниң мәқсити афғанистанда мәзһәп урушини башлаш

түркийә авази радийоси хәвири: қәндәһәрдики шиә дин өлималири террорлуқ тәшклати даешниң мәзһәп урушини башлашқа урунуватқанлиқини билдүрди.

шиә өлималири террорлуқ тәшкилати даешниң америка афғанистандин чекингәндин кейин, қундузда вә қәндәһарда шиә җамәлиригә һуҗум қилғанлиқини؛ буниңдики мәқсәтниң мәзһәп уруши башлаш икәнликини, әмма мувәппәқийәт қазиналмайдиғанлиқини тәкитлиди.

шиә кеңишиниң башлиқи вә қәндәһарниң җүмә имами сәрдар муһәммәд заһиди 15-өктәбир (2021) җүмә намизи җәрйанида даеш һуҗуми йүз бәргәндә имамлиқ қиливатқан болуп, һечқандақ зийан-зәхмигә учримиди.

у байанатида: «партлашларниң мәқсити, һазирғичә даешниң актип мәвҗут икәнликини дунйаға көрситиш» дегән иди.

қәндәһарда тоққуз йил җүмә имами болған вә афғанистан шиәлириниң даһийси айәтуллаһ әли систаниниң вәкили һүсәйин нури шурпәрайи даеш һуҗумлириниң арқисида исираилийә билән ғәрб күчлириниң барлиқини билдүрди.

җүмә имами вә шиә мәдрисәлиридә муддәрслик қиливатқан баридад ризаи шиә-сүнний хәлқлири арисида һәқиқий иттипақлиқниң барлиқини әскәртип: «ислам дүшмәнлири бу иттипақлиқниң давамлишишини халимайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر