б д т бирма армийәсиниң зораванлиқни күчәйтиветишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң бирма кишилик һоқуқ алаһидә доклатчиси том андревс, бирмадики әң йеңи вәзийәткә мунасивәтлик б д т омумий кеңиши доклати тоғрисида тохталди.

1723832
б д т бирма армийәсиниң зораванлиқни күчәйтиветишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий өзгириш қозғаш арқилиқ һакимийәтни тартивалған бирма армийәсиниң дөләтниң шималидики районларға әскәр әвәтишни күчәйтишидин кейин, сийасий өзгиришкә қарши гуруппилар вә пуқраларға қаритилған зораванлиқниң техиму еғирлишип кетишидин әндишә қилиниватқанлиқи билдүрүлди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң бирма кишилик һоқуқ алаһидә доклатчиси том андревс, бирмадики әң йеңи вәзийәткә мунасивәтлик б д т омумий кеңиши доклати тоғрисида тохталди.

андревс, берма армийәсиниң шималдики өлкиләргә он миңларчә әскәр вә еғир типлиқ қоралларни орунлаштурушиниң аракан өлкисидә 2016- вә 2017- йиллири йүз бәргән ирқий қирғинчилиқтин илгирики әскәр топлашқа охшайдиғанлиқини оттуриға қойди.

у, хәлқара җәмийәтни берма армийәсиниң пул, қорал вә қанунийлиқ ишиклирини тақашқа чақирди вә йеқинда миңлиған сийасий мәһбусларниң қойуп берилишини мисал қилип, бу хил җазаларниң үнүминиң болидиғанлиқини ейтти.

андревс, б д т хәвпсизлик кеңишиниму бирмаға қорал ембаргоси йүргүзүш һәққидики қарарини иҗра қилишқа чақирди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабирда өткүзүлгән сайламға һийлә арилаштурулғанлиқиниң илгири сүрүлүши, шундақла бирмада сийасий ихтилапларниң күчийип кетишини баһанә қилип, 2021-йили 1-феврал һакимийәтни тартивалғаниди.

бирма армийәси йәнә, ташқи ишлар министири, шундақла дөләтниң әмәлий рәһбири аң сан сучи қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлири билән һакимийәт бешидики нурғун партийә мәсуллирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

берма сийасий мәһбусларға йардәм бериш тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, армийәниң сийасий өзгиришкә қарши намайишчилар вә қозғилаңчи гуруппиларға қораллиқ мудахилә қилиши нәтиҗисидә 1100 дин артуқ адәм һайатидин айрилған, 9 миңдин артуқ намайишчи қолға елинған.

бир тәрәптә бирмада кәң көләмлик намайишлар өткүзүлмәктә, йәнә бир тәрәптә назарәт астидики йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири һәрбий сотта сотланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر