б д т уйғур аптоном райони үчүн чақириқта болди

түркийәниму өз ичигә алған 43 дөләт бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, хитайни б д т  кишилик һоқуқ алий комиссари вә мустәқил көзәткүчиләрниң дәрһал вә тосалғусиз  уйғур аптоном районини зийарәт қилишиға рухсәт қилишқа чақирди.

1723342
б д т уйғур аптоном райони үчүн чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң кишилик һәқ - һоқуқ мәсилилири музакирә қилинған  3 – нөвәтлик комитет йиғинида, түркийәниму өз ичигә алған 43 дөләт, ортақ байанат елан қилип, уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридин әндишә қилиниватқанлиқини билдүрди.

ишәнчлик доклатларда, бир милйондин артуқ кишиниң халиғанчә қолға елинип, қамалған «сийасий тәлим - тәрбийә» лагерлириниң барлиқиға ишарәт қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта؛  тән җазаси (қийин – қистақ), инсан қелипидин чиққан вә пәскәш муамилиләр, мәҗбурий туғмаслиқ қилиш, җинсий зораванлиқ вә балиларни аилисидин мәҗбури айриветишни испатлап беридиған доклатларниң барғансери көпийиватқанлиқи байан қилинди.

уйғурлар вә башқа аз санлиқларниң тәңпуңсиз бир шәкилдә тәқиб астиға елиниватқанлиқи әскәртилгән байанатта, уйғур аптоном районидики уйғур түрклири вә башқа аз санлиқ мусулманларға бесим ишлитиш вә зораванлиқ қилиш билән әйиблиниватқан хитай, «б д т кишилик һоқуқ алий комиссари вә мустәқил көзәткүчиләрниң дәрһал вә тосалғусиз районни зийарәт қилиши» ға рухсәт қилишқа чақириқ қилинди.

байанатта йәнә, хитай, хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қилишқа вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар, хитайни лагерларни тәкшүрүш үчүн ечиветиш чақириқини тәкрарлимақта, хитай һөкүмити болса бу әйибләшләрни рәт қилмақта, һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати даирилириниң биваситә мәлуматқа еришиш үчүн районда әркин тәкшүрүш елип бериш тәлипигә рухсәт қилмайватмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر