хитайниң «суперсоник бомба синиқи» тоғрисидики хәвәрләр байдинни әндишиләндүрди

америка пирезиденти җо байдин хитайниң сүрити аваздинму тез башқурулидиған бомба (суперсоник) синақ қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң өзидә әнсирәш пәйда қилғанлиқини ейтти.

1722761
хитайниң «суперсоник бомба синиқи» тоғрисидики хәвәрләр байдинни әндишиләндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент байдин пенсилванийә иштатиға қарап йолға чиқиштин бурун андревс һава армийә базисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у, бир мухбирниң «хитайниң сүрити аваздинму тез бомба синақ қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр сизни әндишиләндүрдиму?» дегән соалға «һәә» дәп җаваб бәрди.

«пул - муамилә вақит гезити» 16- өктәбир исминиң ашкарилинишини халимайдиған бәш мәнбәни асас қилған хәвиридә, хитайниң ийул ейида сүрити аваздинму тез башқурулидиған бомба синиқи қилғанлиқини илгири сүргәниди. хәвәрдә, башқурулидиған бомбиниң төвән йәр орбитисиғичә чиққанлиқи, әмма наһайити аз еғип кетиш сәвәблик нишанға тәгмигәнлики оттуриға қойулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر