блинкен еквадорни зийарәт қилди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен нурғун мәсилиләрдә өзара һәмкарлиқларни күчәйтиш үчүн еквадорда хизмәт зийаритини әмәлгә ашурди.

1722623
блинкен еквадорни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен еквадорда хизмәт зийаритидә болди.

еквадор пирезиденти гуйллермо лассо америка ташқи ишлар министири блинкен билән көрүшкәндә, демократийәни күчләндүрүш, көч вә иқтисадий мәсилиләргә һәл қилиш чариси тепиш үчүн икки дөләтниң һәмкарлиқ орнитишниң музакирә қилинғанлиқини ейтти.

антони блинкен икки дөләт оттурисидики достлуқниң, пирезидент лассониң башчилиқида техиму күчәйгәнликини билдүрүп: <<районда демократик мәниви байлиқларни, бихәтәрликни вә параванлиқни илгири сүрүш үчүн шериклиримиз билән көрүшкәнликимдин хушалмән>> деди.

у еквадор ташқи ишлар министири мавриҗийо монталво билән айрим вә һәйәтләр ара көрүшүштин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

блинкен икки дөләт оттурисидики содини ашуруш үчүн музакирәләрниң башланғанлиқини билдүрүп, америка тәрәққийат пул-муамилә идарисиниң еквадордики оттура вә кичик карханиларға, болупму айалларға һазирдин башлапла мәбләғ селиш һәмдә қәрз бериш имканийәтлирини тәййарлиғанлиқини әскәртти.

у зһәрлик чекимлик әткәсчилики, парихорлуққа қарши күрәш, пул йуйуш вә башқа хәлқаралиқ җинайәтләр, сақчиларниң һәмкарлиқи қатарлиқ нурғун мәсилиләрдә келишимләрниң имзаланғанлиқини билдүрүп: <<еквадорда актип хизмәт қиливатқан бир ишханимиз бар. 30 милйон доллардин артуқ өзара йардәм, пул-муамилә, маарип қатарлиқлар бурундинла бирликтә қилватқан хизмәтләр һесаблиниду>> деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر