әзәрбәйҗан вә гирузийә һәйәтлири мәҗлистә күтүвелинди

түркийә, әзәрбәйҗан вә гирузийә үч тәрәп ташқи ишлар комитети йиғинида һәйәтләр ара музакириләр елип берилди.

1721828
әзәрбәйҗан вә гирузийә һәйәтлири мәҗлистә күтүвелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси  ташқи ишлар комитетиниң рәиси акиф чағатай қиличниң  рийасәтчиликидә пайтәхт әнқәрәдә түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә ишқа ашурулған учришишларға, әзәрбәйҗан һәйитигә вәкалитән, әзәрбәйҗан миллий мәҗлиси ташқи ишлар вә  парламентлар ара мунасивәтләр комитетиниң рәиси сәмәд сәййидов, гирузийә һәйитигә вәкалитән, гирузийә парламенти ташқи мунасивәтләр комитетидин николоз самхарадзе иштирак қилди.

йиғин һарписида қисқа ечилиш нутуқлири сөзләнди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси  ташқи ишлар комитетиниң рәиси акиф чағатай қилич, әзәрбәйҗан вә гирузийә һәйәтлирини түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә күтүвелиштин интайин хурсән икәнликини қәйт қилди.

әзәрбәйҗан миллий мәҗлиси ташқи ишлар вә  парламентлар ара мунасивәтләр комитетиниң рәиси сәмәд сәййидов, үч дөләтниң мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн тиришидиғанлиқлирини байан қилди.

 самхарадзе болса, үч тәрәп учришишлириниң күнтәртиптики мәсилиләр музакирә қилинидиған муһим сәһнә икәнликини вә мунасивәтләрниң тәрәққий қилдурулушиға төһпә қошидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر