талибан балилар паләч ваксинаси әмләшни тәстиқлиди

б д т талибанниң афғанистан миқйасида балилар паләч ваксинаси сәпәрвәрлик паалийитиниң давамлишишини тәстиқлиғанлиқини елан қилди.

1721558
талибан балилар паләч ваксинаси әмләшни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катибиниң байанатчиси стефан дуҗарек (Stephane Dujarric) күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида, афғанистандики балилар паләч ваксинаси сәпәрвәрлик паалийитиниң 8-нойабир (2021) башлинидиғанлиқини билдүрди.

б д т балилар фонди (UNICEF) вә дунйа сәһийә тәшкилати талибанниң мәзкур қарарини қизғин қарши алди.

б д т балилар фондиниң байанатида, аридин үч йил өткәндә балилар паләч ваксинаси сәпәрвәрлик паалийитиниң қайтидин башлинидиғанлиқи вә 3.3 милйондин артуқ балини әмләшниң нишан қилинғанлиқи қәйт қилинди.

б д т балилар фондиниң афғанистандики вәкили херва лудовиҗ мәзкур қарарниң балилар паләч кесәлликини йоқитишта ташланған зор қәдәм икәнликини вә афғанистандики һәр бир балини әмләшни нишан қилғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر