нигерийәдә бир базарға қилинған қораллиқ һуҗумда кәм дегәндә 30 киши қаза қилди

нигерийәниң сокото өлкисидики бир базарға қилинған қораллиқ һуҗумда дәсләпки мәлуматларға қариғанда, 30 киши қаза қилған.

1721489
нигерийәдә бир базарға қилинған қораллиқ һуҗумда кәм дегәндә 30 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сокото өлкилик һөкүмити байанатчиси муһәммәд белло, кимлики техичә ениқланмиған қораллиқларниң нигерийәниң горонийо районидики бир базарға һуҗум қилғанлиқини байан қилди.

муһәммәд белло: «биз һуҗумда қаза қилғанларниң санини ениқ билмәймиз, әмма кәм дегәндә 30 киши һайатидин айрилди» деди.

муһәммәд белло һуҗумда нурғун кишиниң йариланғанлиқини тилға елип, районға бихәтәрлик қисимлириниң әвәтилгәнликини вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر