украина русийәгә сайлам ембаргоси йүргүзүшни давамлаштурмақта

украина һөкүмити русийәниң қанунсиз һалда өзигә қошувалған қиримда сайлам өткүзүшигә болған наразилиқи даирисидә йәнә 237 кишигә җаза йүргүзүшни қарар қилди.

1720501
украина русийәгә сайлам ембаргоси йүргүзүшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләт бихәтәрлик вә мудапиә комитети катипи алексей данилов комитет йиғинидин кейин байанат елан қилип, йиғинда русийә тәрипидин қанунсиз һалда қошувелинған қиримда сайлам өткүзүшигә четишлиқ йәнә 237 кишигә җаза йүргүзүшниң қарар қилинғанлиқини уқтурди.

данилов, йиғинда йәнә украина дөләт мудапиә пиланиниңму қобул қилғанлиқини билдүрди.

мәзкур җаза украина пирезиденти виладимир зеленскийниң тәстиқидин кейин иҗра қилинидикән.

зеленский 5- өктәбир русийә қанунсиз һалда өзигә қошувалған қиримда сайлам өткүзгәнлики үчүн русийә пуқралирини өз ичигә алған 95 кишигә җазани йүргүзгәниди.

русийә парламентиниң төвән қанити — дөләт думаси, 39 федератсийә райониниң парламенти билән бәзи районларниң башлиқ вә мәһәллә башлиқлирини сайлаш үчүн 9- айниң 17- күнидин 19- күнигичә сайлам өткүзгәниди.

украина һөкүмити русийәниң қиримда сайлам өткүзүшиниң хәлқара қанунға хилаплиқ икәнликини оттуриға қойуп, итираз билдүргәниди.

йавропа иттипақи, русийә 2014-йили қанунсиз һалда өзигә қошувалған қиримда өткүзүлгән сайламни етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر