америка русийәниң байанатиниң асассизлиқини илгири сүрди

америка деңиз армийәси русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң икки дөләтниң уруш парахоти оттурисидики өзара учришишни хата доклат қилғанлиқини, америка парахотиниң русийәниң деңиз тәвәликигә кирмигәнликини оттуриға қойди.

1720531
америка русийәниң байанатиниң асассизлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә билән хитай йапон деңизида бирләшмә һәрбий маневир өткүзүватқан әснада америка қоғлиғучи парахоти USS Chafee ниң районға кириши икки дөләт оттурисида қисқа муддәтлик дипломатик киризис пәйда қилди.

москва, русийә тинч окйан филотиниң адмирал трибутс намлиқ парахотиниң русийә деңиз тәвәликидики америка қоғлиғучи парахотиниң йолини ториғанлиқини елан қилди, америка деңиз армийәси бу дәвани рәт қилди.

америка деңиз армийәсиниң йазма байанатида: «русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң икки дөләт деңиз армийәси парахотлириниң өзара қаршилашқанлиқи тоғрисидики сөзи тоғра әмәс» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, қоғлиғучи парахот USS Chafee , 2021 - йили 10 - айниң 15- күни йапонийә деңизиниң хәлқара деңиз тәвәликидә даимлиқ мәшғулатини давамлаштуруш үчүн тик учар айропиланни қозғитишқа тәййарлиқ қиливатқанда, удалой типлиқ рус қоғлиғучи парахотиниң 65 метир арилиққичә йеқинлашқанлиқи илгири сүрүлди.

байанатта, америка парахотиниң хәлқара деңиз тәвәликидә  хәлқара қанунларға асасән һәрикәт қиливатқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر