америка: кабулдики һава һуҗумида қаза қилған афғанларниң туғқанлириға төләм беримиз

америка қошма иштатлири авғустта афғанистанниң пайтәхти кабулда елип берилған бир қетимлиқ һава һуҗумида һайатидин айрилған 10 афғанистанлиқниң туғқанлириға төләм төләшкә вәдә бәрди.

1720536
америка: кабулдики һава һуҗумида қаза қилған афғанларниң туғқанлириға төләм беримиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби, һайатидин айрилған афғанистанлиқларниң аилә-тавабиатлириниң америкаға көчүрүлүшигә йардәм бериш үчүн министирлиқ даирисидә хизмәт елип бериливатқанлиқини билдүрди. у, аилиләргә төләм бериш қарариниң дөләт мудапиә сийасити мәслиһәтчиси колин каһл билән һуҗумда һайатидин айрилған замири әһмәд ишләватқан америка хәйр-сахавәт оргини (NEI) ниң қурғучиси вә рәиси стевен квон билән көрүшкәндин кейин чиқирилғанлиқини тәкитлиди.

америка 29-авғуст афғанистандин чекиниш мусаписини тамамлашқа азла қалғанда кабул айродромиға йеқин җайда һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, йәттиси кичик бала болуп җәмий он адәмниң җениға замин болғаниди.

америка мәркизи қисимлар қомандани генерал кеннит маккензи һуҗумниң толуқ мәсулийитини үстигә алғанлиқини вә кәчүрүм сориғанлиқини елан қилғаниди.

маккензи 9-айда һайатидин айрилған афғанистанлиқларниң аилә-тавабиатлириға төләм төләшни ойлишиватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر