афғанистандики һуҗумда қаза қилғанлар сани 47 гә йәтти

афғанистанниң қәндиһар вилайитидики фатимиййә җамәсигә икки адәм бомба һуҗумчиси тәрипидин қилинған һуҗумда қаза қилғанлар сани 47 гә йәтти.

1720527
афғанистандики һуҗумда қаза қилғанлар сани 47 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җамәниң аманлиқ ишлири мәсули муртәза зарифи, вилайәт мәркизидики чоң җамәниң җүмә вақтида бомба һуҗумиға учриғанлиқини, вәқәдә 47 кишиниң қаза қилғанлиқини, нурғун адәмниң йариланғанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда даеш террорлуқ тәшкилати фатимиййә җамәсигә қилинған террорлуқ һуҗуминиң җавабкарлиқини үстигә алидиғанлиқини уқтурди.

террорлуқ тәшкилати иҗтимаий таратқуда байанат елан қилип, һуҗумниң икки адәм бомба тәрипидин садир қилинғанлиқини билдүрди вә һуҗумни садир қилған террорчиларниң исимлирини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر