б д т афғанистанда йүз бәргән терролуқ һуҗумини әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати афғанистанниң қәндиһар вилайитидики бир мәсчиткә қаритилған түнүгүнки бомба һуҗумини әйиблиди.

1720456
б д т афғанистанда йүз бәргән терролуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т омумий кеңиши байанатчиси моника гроелли, омумий кеңәш рәиси абдулла шаһидниң нәччә он адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған һуҗумни қаттиқ әйиблигәнликини билдүрди.

гроелли, шаһидниң һуҗумда һайатидин айрилғанларниң туғқанлириға тәзийә билдүридиғанлиқини вә йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тиләйдиғанлиқини тәкитлиди.

түнүгүн қәндиһардики шиә мәзһипи мәнсуплириниң фатимиййә җамәсидә җүмә намизи ада қилиниватқан әснада икки адәм бомба өзини қошуп партлитиш һуҗуми пәйда қилип, 47 адәмниң җениға замин болғаниди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر