афғанистанда сабиқ кеңәш палата әзаси қораллиқ һуҗумға учриди

афғанистанниң гор өлкисиниң сабиқ кеңәш палата әзаси әһмәд хан қораллиқ һуҗумда қаза қилди.

1720351
афғанистанда сабиқ кеңәш палата әзаси қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик даириләрниң билдүрүшичә, афғанистанниң гор өлкисиниң сабиқ кеңәш палата әзаси әһмәд хан, нәмәлум кишиләрниң қораллиқ һуҗумиға учриған, һуҗумда, әһмәд хан вә униң җийәни қаза қилған, һуҗумдин кейин зораванлар райондин қачқан.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

игилинишичә, талибанларниң һакимийәт бешиға чиқишидин кейин, террорлуқ тәшкилати даеш һуҗумлирини көпәйтмәктә икән.

кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдурахман мавин, 12-өктәбир күни афғанистанниң шәрқидики нангархар өлкисидә, даеш тәрипидин өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر