блинкен сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири билән районлуқ мәсилиләрни музакирә қилди

америка ташқи ишлар министири антони блинкен йәмән вәзийити, районлуқ мәсилиләр вә икки тәрәп мунасивәтлирини музакирә қилиш үчүн вашингтонға йетип кәлгән сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири файсал бин фарһан билән көрүшти.

1720216
блинкен сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири билән районлуқ мәсилиләрни музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: антони блинкен көрүшүштин илгири америка билән сәуди әрәбистан оттурисида күчлүк шериклик мунасивитиниң барлиқини билдүрди.

сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири файсал бин фарһан икки дөләт мунасивитиниң әһмийити үстидә тохтилип: «мунасивәтлиримиз пәқәт биз үчүнла әмәс, бәлки район вә дунйа үчүнму интайин муһим. районлуқ хәвпсизлик вә бу һәқтә бирликтә қандақ тиришчанлиқ көрситәләйдиғанлиқимизни музакирә қилимиз. булардин башқа йәнә, килимат өзгириши, енергийә, вухән вируси (Kovid-19) ға қарши күрәш қатарлиқ мәсилиләрниму музакирә қилимиз» деди.

икки рәһбәрниң учришиши җәрйанида, америка ташқи ишлар министирлиқниң байанатчиси нед прайс йазма байанат елан қилип: «икки рәһбәр йәмәндики тоқунушларни ахирлаштуруш үчүн узун муддәтлик һәл қилиш чариси тепиштин ибарәт ортақ нишанни өз ичигә алған һалда районлуқ мәсилиләрдики америка-сәуди әрәбистан истратегийәлик һәмкарлиқини музакирә қилди» деди.

у йәнә: «министир блинкен америка һөкүмитиниң сәуди әрәбистан земинини вә хәлқини қоғдашқа йардәм қилиш вәдисини йеңилиди. американиң һусийларниң сәуди әрәбистан падишаһлиқиға қаратқан һуҗумлирини әйибләйдиғанлиқини билдүрди. учришишта, кишилик һоқуқни өз ичигә алған башқа районлуқ вә кәң даирилик мәсилиләрму музакирә қилинди» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر