йапонийәдә парламент сайлими өткүзүлиду

йапонийә авам палатаси мушу ай (2021-йили өктәбир) ахири өткүзүлидиған парламент сайлими рамкисида тарқалди.

1719470
йапонийәдә парламент сайлими өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумийо парламент сайлими рамкисида авам палатасини тарқитиветиш қарарини елан қилди.

кйодо агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлири 19-өктәбирдә башлинидиған болуп, дөләт миқйасида 31-өктәбир (йәкшәнбә) парламент сайлими өткүзүлиду.

авам палатаси әзалириниң төт йиллиқ вәзипә өтәш муддити 2021-йили 21-өктәбирдә тошиду. мәзкур қарар билән, парламент бир һәптә балдур тақалған болди.

кишида фумийо һакимийәт бешидики либерал демократ партийәси вә шерики комейто партийәсиниң рәһбәрликидики авам палатасида 4-өктәбир баш вәзирликкә сайланған иди.

йапонийә парламентиниң тарқитиветилиши вә 31-өктәбирдә өткүзүлидиған сайламлар арисидики вақитниң қисқа болуши сәвәбидин сәпәрвәрлик паалийәтлириниң кәскин риқабәт ичидә өтидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر