америкада зәһәрлик чкимлик сәвәбидин қаза қилғанлар сани көпәйди

америка қошма иштатлирида һәддидин зийадә зәһәрлик чекимлик ​​чекиш сәвәбидин қаза қилғанлар бир йилда 96 миңдин ешип, йеңи рекортни йаратти.

1719410
америкада зәһәрлик чкимлик сәвәбидин қаза қилғанлар сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи (CDC) ниң доклатида көрситилишичә, бу дөләттә һәддидин зийадә зәһәрлик чекимлик ​​чекиш сәвәбидин қаза қилғанлар сани 2020-йили 3-айдин бу йил охшаш айғичә% 29.6 ашқан.

бу басқучта һәддидин зийадә зәһәрлик чекимлик ​​чекиш сәвәбидин 96 миң 779 киши қаза қилған.

буниңдин башқа йәнә, бу басқучта һәддидин зийадә зәһәрлик чекимлик ​​чекиш сәвәбидин  әң  көп өлүм нисбити, % 85 билән вермонт ишитатида көрүлгән.

америка қошма иштатлири кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи, 2020 – йили һәддидин зийадә зәһәрлик чекимлик ​​чекиш сәвәбидин 93 миңдин артуқ адәмниң қаза қилғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر