талибан ташқи ишлар министири вәкили түркийәдә

афғанистандики талибан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқи түркийәгә кәлди.

1719693
талибан ташқи ишлар министири вәкили түркийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, афғанистандики талибан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқи башчилиқидики һәйәт, қатарниң пайтәхти доһадин айропилан билән түркийәгә кәлгән.

муттәқи, бир қисим түркийә даирилири билән көрүшидикән.

у, доһада сәйшәнбә күни дипломатлар билән елип барған учришишида, «афғанистан һөкүмитини аҗизлаштуруш һечкимниң мәнпәәтигә уйғун әмәс, чүнки бу әһвалниң пассип тәсири, дунйада бихәтәрлик, иқтисад вә көчмәнликкә биваситә тәсир көрситиду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر