тәйвәндә наһайити еғир от апити йүз бәрди

тәйвәндики 13 қәвәтлик бир бинада от апити йүз берип, кәм дегәндә 46 адәм қаза қилди.

1719582
тәйвәндә наһайити еғир от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кавшйоң от өчүрүш башқармиси хадимлирини асас қилған хәвәргә қариғанда, шу йәр вақти саәт 2 дин 54  минут өткәндә шәһәрниң йәнчиң районидики ишхана вә туралғулар җайлашқан 13 қәвәтлик бир бинада от апити йүз бәргән.

от өчүрүш тармақлири саәт 7 дин 17 минут өткәндә аран өчүрәлигән еғир от апитиниң бинаниң нурғун қәвәтлирини вәйран қиливәткәнлики билдүрүлди.

дәсләптә 25 кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлгән от аптиидә қаза қилғанлар саниниң 46 гә йәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر