норвегийәдә мәйданға кәлгән оқйа һуҗумида бәш адәм қаза қилди

норвегийәниң коңсберг базиридики бир талла базириға йеқин җайда мәйданға кәлгән оқйа һуҗумда бәш адәм қаза қилди, икки адәм йариланди.

1719390
норвегийәдә мәйданға кәлгән оқйа һуҗумида бәш адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: коңсберг сақчи идариси байанатчиси оейвенд аас, бәш адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған һуҗумда йариланғанлардин бириниң кооп исимлик маркиттики пуқрачә кейингән сақчи мәмури икәнликини؛ һуҗумда йариланған икки кишиниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликини билдүрди.

бу вәқәниң бир террорлуқ һуҗуми болуши мумкинликигә ишарәт қилған аас, «гумандарни сорақ қилиш давамлишиватиду» деди.

норвегийә баш министири ерна солбергму «норвегийәниң қорқунчлуқ бир вәқәни баштин кәчүргәнлики»ни билдүрүп, вәқәдә һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлиридин һал сориди вә йариланғанларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر