нигерийәдә қара гуруһларға зәрбә берилди

нигерийәдә боко һарам террорлуқ тәшкилати һәрикәт қиливатқан борно иштатида, қораллиқ қара гуруһларға қаритилған һәрбий һәрикәтләрдә 76 киши тутулди.

1719437
нигерийәдә қара гуруһларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә борно иштатлиқ сақчи идарисиниң комиссари умар абду ахбарат елан қилип, хәвпсизлик мәсилилиригә қарши күрәш даирисидә иштатниң чибок, җери, кондуга вә мафа районлирида қара гуруһларға қарши һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини билдүрди.

у һәрбий һәрикәтләрдә 76 қара гуруһ әзасиниң тутулғанлиқини әскәртип, көп миқдарда оқ-дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини қәйт қилди.

нигерийәдә 2008-йили чарвичилар вә деһқанларниң тоқунуши билән башланған зораванлиқ вәқәлири, 2015-йилдин башлап гөрүгә елиш вә булаш һәрикәтлиригә айланди.

нигерийәдә йеқинқи үч айда қораллиқ қара гуруһлар оттурисидики тоқунушларда миңдин артуқ киши җенидин айрилди. өткән йили (2020) апрел ейидин ийул ейиғичә давамлашқан <<пуф аддер һәрикити>> (Puff Adder) дә 2 миң 504 қара гуруһ әзаси тутулған болуп, фидйә үчүн елип қечилған 207 киши қутқузулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر