нигерийәдики җамә һуҗумида 10 киши җенидин айрилди

нигерийәниң тиллабери районидики бир җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумида 10 пуқра җенидин айрилди.

1719530
нигерийәдики җамә һуҗумида 10 киши җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: тиллабери районидики йәрлик таратқуларниң хәвиридә билдүрүлишичә, нигер, мали вә бурника фасо чеграсиға җайлашқан абанкор йезисидики бир җамәгә террорлуқ һуҗуми қилинған.

намаз вақтида мотосиклит билән җамәгә бесип киргән террористлар, җамаәтни оққа тутқан. һуҗумда, 10 пуқра җенидин айрилған болуп, өлүм саниниң ешишидин әндишә қилинмақта икән.

нигерийәгә қошна малида һәрикәт қиливатқан террорлуқ тәшкилати әл қаидә вә даешқа четишлиқ террорлуқ гуруппилири, буркина фасо вә нигерийәдә пат-пат қанлиқ һуҗум вәқәлирини пәйда қилмақта.

б д т мәлуматлириға асасланғанда, йеқинқи үч йилда нигерийәдики террорлуқ һуҗумлири сәвәбидин 313 миң киши дөләт ичидә йурт-маканлиридин айрилған, 235 миң киши қошна дөләтләрдин панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болған.

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йанвар (2021) дин ийул ейиғичә нигерниң мали вә буркина фасо чеграсида йүз бәргән тоққуз қетимлиқ террорлуқ һуҗумида 420 пуқраниң җенидин айрилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر