лавров: район дөләтлири американиң оттура асийаға әскәр орунлаштурушини халимайду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров райондики дөләтләрниң американиң оттура асийаға әскәр орунлаштуруш тәлипигә қарши икәнликини ейтти.

1719780
лавров: район дөләтлири американиң оттура асийаға әскәр орунлаштурушини халимайду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров беларусийәниң пайтәхти минискида чақирилған мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси ташқи ишлар министирлири йиғини җәрйанида, мухбирларниң  американиң өзбекистанға террорлуққа қарши туруш күчлирини орунлаштуруш нийити барлиқи тоғрсидики соалиға җаваб бәрди.

русийәниң оттура асийадики қошнилири, иттипақдашлири вә истратегийәлик шериклири билән изчил алақини давамлаштуруватқанлиқини билдүргән лавров: «улар бу хил зийарәтләрни қобул қилмайду» деди.

американиң бу йөнилиштики муддиаси тоғрисида мәлуматқа игә әмәсликини тәкитлигән лавров, бу һәқтики соалларни өзбекистан һөкүмитидин сорашни тәвсийә қилғандин кейин: «шуни тәкрарлаймәнки, оттура асийадики достлиримиз бизгә америка йаки шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бу хил тәшәббуслирини халимайдиғанлиқлирини билдүрмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә, русийә-америка мунасивити рамкиси ичидә алақиниң давам қиливатқанлиқини, икки дөләт рәһбәрлириниң техиму қойуқ алақисини қолға кәлтүрүшниң имканийәтлири үстидә издиниливатқанлиқини билдүрүп: «һәр икки тәрәпниң бу хил алақини тәрәққий қилдуруш арзуси наһайити ениқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر