йавропа билән түркийә көчмән әткәсчиликигә қарши һәмкарлиқни күчәйтиду

йавропа иттипақи комитетиниң ички ишларға мәсул әзаси илва йоһансон, йавропа иттипақи билән түркийәниң көчмән әткәсчиликигә қарши күрәш һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

1718793
йавропа билән түркийә көчмән әткәсчиликигә қарши һәмкарлиқни күчәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: илва йоһансон пайтәхт әнқәрәдә ички ишлар министири сүләйман сойлу билән көрүшкәндин кейин, иҗтимаий таратқудики адресида түркийә зийарити һәққидә учур һәмбәһрилиди.

министир сойлу билән көчмәнләр вә бихәтәрлик мәсилисидә тунҗи қетим йуқири дәриҗилик дийалог йиғини ачқанлиқиға ишарәт қилған йоһансон, көчмәнләр мәсилисини башқуруш, адәм әткәсчилики, тәшкиллик җинайи қилмишларға қарши күрәш, вә террорлуқ һуҗумлириниң алдини елиш қатарлиқ җәһәтләрдә түркийә билән йавропа иттипақиниң һәмкарлиқини күчәйтиши нуқтисидин бу алақиниң муһимлиқини тәкитлиди.

йоһансон, түркийәниң әң көп мусапирға саһибханлиқ қиливатқан дөләт икәнликини хатириләткән һалда: «йиғинда (сойлу билән) афғанистан вәзийитини арқа көрүнүш қилған хирислар вә әндишә пәйда қиливатқан, әмма пәқәт өзара һәмкарлашқандила һәл қилғили болидиған мәсилиләр тоғрисида сөзләштуқ» деди.

йоһансон йавропа иттипақиға баридиған қанунсиз көчмәнләрниң %90 ниң көчмән әткәсчилири тәрипидин суйиистемал қилиниватқанлиқини тилға елип: «әткәсчилик торлириниң көпинчиси зәһәрлик чекимлик ​​вә қорал әткәсчилики биләнму шуғуллиниду. йавропа иттипақи билән түркийә бу торларни бузуш үчүн һәмкарлиқни күчәйтиду. техникилиқ сөһбәт мениң әнқәрә зийаритимдин кейин башлиниду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر