америка, йапонийә, австиралийә вә һиндистан һәрбий маневир өткүзди

америка, йапонийә, австиралийә вә һиндистан деңиз армийәлириниң бенгал қолтуқидики бирләшмә маневириниң башланғанлиқи елан қилинди.

1718991
америка, йапонийә, австиралийә вә һиндистан һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири:  кйодо агентлиқи йапонийә деңиз армийәсиниң мәлуматлирини мәнбә көрситип, америка, йапонийә, австиралийә вә һиндистан тәшкил қилған квод (Quad) иттипақиниң <<2021малабар>> маневириниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, маневирға, американиң йадро енергийәлик <<карл винсон>> авийаматкаси, австиралийәниң бир қоғдиғучи һәрбий парахоти, һиндистанниң бир қоғлиғучи парахоти вә йапонийәниң икки парахоти қатнашқан.

йапонийә кабинетиниң муавин баш катипи кихара сәйҗи мухбирларни күтүвелиш йиғинида «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» ғайисиниң әмәлгә ашурулуши үчүн, маневирниң төт дөләтниң мунасивитини күчәйтишини үмид қилидиғанлиқлирини ейтти.

һинди окйанниң шәрқий шималиға җайлашқан бенгал қолтуқидики бирләшмә маневир әтә (2021-йили 14-өктәбир) гичә давамлишиду. малабар хитайниң һинди-тенч окйан районидики барғансери күчийиватқан паалийәтлиригә тақабил туруш һәрикити дәп қаралди.

биринчи қетимлиқ малабар маневири 1992-йили һиндистан вә америка деңиз армийиси тәрипидин өткүзүлгән болуп, йапонийә 2015-йили иштирак қилған иди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر