дунйа нопусиниң %85 и килимат өзгиришиниң тәсиригә учриған

дунйа нопусиниң әң аз дегәндә %85 ниң килимат өзгиришиниң тәсиригә учриғанлиқи билдүрүлди.

1718817
дунйа нопусиниң %85 и килимат өзгиришиниң тәсиригә учриған

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий әнглийәгә җайлашқан <<тәбиәт килимат өзгириши журнили>>  (Nature Climate Change) да елан қилинған бир тәтқиқат мақалисидә көрситилишичә, тәтқиқатчилар йәр шариниң иссип кетишигә мунасивәтлик вәқәләр тоғрисидики 100 миңдин артуқ тәтқиқатни анализ қилған.

тәтқиқатчилар ташқа айланған йеқилғу ишлитиш вә карбон қойуп беришниң башқа мәнбәлири кәлтүрүп чиқарған температура вә һөл-йеғин өзгиришлири санлиқ мәлуматлири билән бирләштүрүлүп, пәвқуладдә һава райи һадисилири билән инсанларниң паалийити оттурисида мустәһкәм бағлиниш орнатти.

зираәт йетишмәслик, кәлкүн, иссиқлиқ долқуни қатарлиқ вәқәләрни асас қилған бирләшмә тәтқиқатлар, йәршари иссип кетишиниң қуруқлуқниң %85 игә тәсир көрсәткәнлики тоғрисида йәкүн чиқирилди.

доклатта, америкадин җәнубий суданғичә болған һәммә җайда дегүдәк килимат өзгиришниң көрүнәрлик вә пәрқ әткили болидиған әһвалда икәнлики көрситилди.

тәтқиқатниң 31-өктәбирдин 12-нойабирғичә шотландийәниң гласгов шәһиридә өткүзүлидиған дөләт рәһбәрлири, аммиви вә хусусий ширкәтләрниң йуқири дәриҗилик вәкиллири қатнишидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң килимат өзгириши рамка әһдинамиси (UNFCCC) ниң 26-қетимлиқ йиғинидин илгири елан қилиниши диққәт қозғиди.

<<COP26>>, 2015-йили имзаланған болуп, парник газини азайтиш, қайта һасил болидиған енергийәниң ишләпчиқирилишини тезлитиш, йәршариниң иссип кетишини 2 селсийә градустин төвәнлитиш, һәтта 1.5 селсийә градусқичә тизгинләш, килимат өзгиришиниң тәсиригә қарши күрәш қилиши үчүн намрат дөләтләргә иқтисадий йардәм бериш қатарлиқ нишанларни оттуриға қойған париж килимат өзгиришниң тәсиригә қарши туруш париж келимат келишимидин буйан қолға кәлгән илгириләшләргә қарап чиқидиған тунҗи башлиқлар йиғини болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر