бирманиң сабиқ пирезиденти истепа беришни рәт қилди

берманиң сабиқ пирезиденти вин мийнт истепа беришни рәт қилди.

1719118
бирманиң сабиқ пирезиденти истепа беришни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: вин мийнт пайтәхт непидода ечилған йепиқ сот тәрипидин сотланди؛ сабиқ рәһбәрниң адвокатлири соттин илгири икки һәрбий хадимниң вин мейнтниң һуҗрисиға кирип, униңға «саламәтлик мәсилиси сәвәбидин истепа бериши керәклики»ни ейтқанлиқини илгири сүрди.

адвокатларниң сөзигә қариғанда, ағдуруп ташланған сабиқ пирезидент армийәниң истипа бериш тәлипини рәт қилип, бундақ қилғучә «өлүш йолини таллайдиғанлиқи»ни оттуриға қойған.

буниңдин башқа, сабиқ рәһбәрниң өзигә қаритилған «асасий қанунға хилаплиқ қилғанлиқ» тоғрисидики әйибләшләрни рәт қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر