йәмәндә йүзләрчә һусий әзаси өлтүрүлди

йәмәнниң мәғриб шәһиридә елип берилған һава һуҗуми нәтиҗисидә 156 һусий әзаси өлтүрүлди.

1718660
йәмәндә йүзләрчә һусий әзаси өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң «‹ SPA› хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, әрәб әллири иттипақдаш күчлири, йеқинқи 24 саәт ичидә мәғриб шәһириниң абдийә наһийәсидә һусийларға аит аптомобилларни нишан қилип, уда 33 һава һуҗуми елип барған, һава һуҗумлирида 156 һусий әзаси  өлтүрүлгән, 8 һәрбий аптомобил пачақлап ташланған.

йәнә бир тәрәптин, һусийларға қарашлиқ «‹саба› хәвәр агентлиқи» ниң йәрлик бир мәнбәдин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан вә америка уруш айропиланлири, бүгүн абдийә наһийәсини уда 50 қетим бомбардиман қилған, бомбардиманда өй – маканлар, деһқанчилиқ мәйданлири вә хусусий мал – мүлүкләр зийанға учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر