сүрийә - ирақ чеграси һава һуҗумиға учриди

дәйруззур вилайити әлбукәмал наһийәсиниң шәрқий қисмидики иран қоллаватқан гуруппиларға тәвә үч һәрбий нуқта һава һуҗумиға учриди.

1718129
сүрийә - ирақ чеграси һава һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң ирақ чеграсиға йеқин әлбукәмал наһийәсидә бәшшар әсәд һакимийити сепидә уруш қиливатқан иран һимайисидики террорчи тәвә үч һәрбий орунға һавадин зәрбә берилгәнлики؛ вәқәдә адәм өлүш вә йарилиниш әһвалиниң көрүлгәнлики билдүрүлди.

дәйруззур вилайити әлбукәмал наһийәсиниң шәрқий қисмидики иран қоллаватқан гуруппиларға тәвә үч һәрбий нуқта һава һуҗумиға учриди.

қайси дөләткә тәвә икәнлики һазирғичә ениқлиналмиған қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири билән елип берилған һуҗумдин кейин йәттә айрим партлаш авази аңланди؛ вәқәдә адәм өлүш вә йарилиниш әһвалиниң көрүлгәнлики қәйт қилинди.

һава һуҗумидин тәхминән йерим саәт илгири, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к ишғал қилип туруватқан һасәки вилайитиниң шәддади базиридики газ мәйданиға қилинған ракетамийотлуқ һуҗум диққәт қозғиди؛ һуҗумда үч машиниға от кәтти.

бәшшар әсәд һакимийити сепидин орун  еливатқан иран инқилаб муһапизәтчилириниң әлбукәмал наһийәсидики базисиға 14-ийун, үч аптомобилиға болса, 15 – сентәбир дөләт тәвәлики ениқлиналмиған уруш айропиланлири һавадин һуҗум қилған؛ икки қетимлиқ һуҗумда үч адәм қаза қилған, төт адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر