лавров: талибанниң җавабини күтүватимиз

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, 20 – өктәбирдә «москва формати»да чақирилидиған афғанистанға мунасивәтлик йиғинға талибанниң иштирак қилидиған – қилмайдиғанлиқини билдүрүшини күтүватқанлиқлирини ейтти.

1718565
лавров: талибанниң җавабини күтүватимиз

түркийә аваи радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров қазақистан пайтәхти нурсултанда чақирилған асийа һәмкарлиқ вә ишәнчни ашурғучи тәдбирләр қурултийиниң алтинчи нөвәтлик ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин байанат елан қилип, 20 – өктәбирдә москва форматида чақирилидиған афғанистанға мунасивәтлик йиғинниң тәййарлиқ хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

йиғинға талибан вәкиллириниңму тәклип қилинғанлиқини билдүргән лавров «йиғинға тәклип қилған кишиләрниң җаваб қайтурушини күтүватимиз. талибандинму бу һәқтә җавап күтүватимиз. уларниң бу йиғинниң әһмийитини чүшәнгән болушини үмид қилимән» деди.

лавров, русийәниң афғанистанға инсанпәрвәр йардәм буйумлири әвәтидиған йаки әвәтмәйдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға: «бәзи дөләтләр билән болупму москва йиғинида б д т һимайсиидә афғанистанға инсанпәрвәр йардәм бериш тәклипини оттуриға қойушни халаймиз» дәп җаваб бәрди.

пирезидент виладимир путинниң афғанистан алаһидә вәкили замир кабулов, афғанистан мәсилиси тоғрисида москва форматида 20 – өктәбир йиғин чақирилидиғанлиқини, буниңдин башқа русийә, америка қошма иштатлири, хитай вә пакистанниң иштирак қилиши билән үч тәрәп кеңәйтилгән йиғини ечишниң пиланлиниватқанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر