гутеррес: талибанниң қиз - айаллар тоғрисидики вәдисидә турмаслиқидин әндишә қиливатимән

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес, талибанниң қиз - айалларниң һоқуқини қоғдаш тоғрисида бәргән вәдисидә турмаслиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрди.

1718329
гутеррес: талибанниң қиз - айаллар тоғрисидики вәдисидә турмаслиқидин әндишә қиливатимән

түркийә авази радийоси хәвири: гутеррес б д т баш иштабида мухбирға байанат берип, афғанистандики инсанпәрвәрлик киризисиниң күнсери еғирлишип, нопусниң йеримини тәшкил қилидиған 18 милйонға йеқин адәмгә тәсир көрситиватқанлиқини әскәртти.

талибанниң дөләтниң контроллуқини қолиға елишидин кейин афғанистанниң мал – мүлүкиниң тоңлитилиши вә хәлққә қилинидиған йардәмниң тохтап кеитиши билән бирликтә иқтисадниң йимирилиш басқучиға келип қалғанлиқини билдүргән гутеррес, «иқтисадқа қайта нәпәс алдурушниң йоллирини тепип чиқишимиз керәк» деди.

гутеррес, буни хәлқара қанун йаки пиринсипларға хилаплиқ қилмай турупму қилғили болидиғанлиқини байан қилип, йимирилишиниң алдини елиш үчүн, тәрәпләрни иқтисадни җанландурушқа күч чиқиришқа чақирди.

«мән талибанларниң афғанистан қиз - айаллириға бәргән вәдисини орундимаслиқидин алаһидә әнсирәймән» дегән гутеррес: «мән талибанларни хәлқара кишилик һоқуқ вә инсанпәрвәрлик қанунидики мәҗбурийитини ада қилишқа, қиз - айалларға бәргән вәдисини орундашқа чақиримән» дегәнләрни қәйт қилди.

гутеррес афғанистан иқтисадиниң %80 иниң ғәйрий рәсмий икәнликини, айалларниң иқтисадта йетәкчи рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп: «айаллар қатнашмай туруп, афғанистан иқтисади вә җәмийитини әслигә кәлтүрүш мумкин әмәс» деди.

баш катип гутеррес йәнә: «әгәр афғанистанлиқларға йардәм қилиш үчүн тез һәрикәт қолланмисақ, уларла әмәс, пүтүн дунйа еғир бәдәл төләйду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

афғанистан хәлқиниң талибан сәвәбидин коллектип җазаланса болмайдиғанлиқини вә б д т ниң талибанлардин еһтийаҗлиқ кишиләргә йардәм бериш үчүн тосалғусиз киришигә қолайлиқ йаритип беришини тәләп қилғанлиқини билдүргән гутеррес, афғанистан иқтисадини аммиви тәшкилатлар вә б д т арқилиқ қоллашниң мумкинликини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر