ирақ баш министири: бағдадиниң йардәмчисини қолға чүшүрдуқ

ирақ баш министири мустафа әлқазими террорлуқ тәшкилати даешниң өлтүрүлгән рәһбири әбубәкир бағдадиниң йардәмчиси сами җасимни қолға чүшүргәнликлирини җакарлиди.

1717809
ирақ баш министири: бағдадиниң йардәмчисини қолға чүшүрдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: қазими, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, ирақ дөләтлик бихәтәрлик оргининиң, бағдадиниң йардәмчиси сами җасимни қолға чүшүрүш һәрикити елип барғанлиқини билдүрди, әмма бу һәрикәтниң   тәпсилати һәққидә мәлумат бәрмиди.

қолға чүшүрүлгән сами җасим исимлик кишиниң, террорлуқ тәшкилати даешниң пул муамилә ишлири мәсули икәнлики вә тәшкилатниң өлтүрүлгән каттибеши бағдадиниң йардәмчиси икәнлики билдүрүлди.

террорлуқ тәшкилати даеш рәһбири бағдади, 2019 – йили америка күчлири тәрипидин сүрийәдә өлтүрүлгәниди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи, сами җасимниму өз ичигә алған бир гуруппа террорлуқ тәшкилати даеш рәһбәрлириниң туруватқан җайлири һәққидә учур билән тәминлигүчиләргә мукапат берилидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر