ангела меркел исраилийәдә видалишиш зийаритидә болмақта

вәзипә өтәш муддити тошаш алдида турған германийә баш министири ангела меркел видалишиш зийарити даирисидә  исраилийәгә йетип барди.

1717309
ангела меркел исраилийәдә видалишиш зийаритидә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: тел авивға йеқин бен гурийон айродромида ангела меркелни исраилийә ташқи ишлар министирлиқи хадимлири қарши алди.

меркел зийарәт даирисидә, исраилийә пирезиденти исаҗ һерзог, баш министир нафтали беннет вә ташқи ишлар министири йайир лапид билән көрүшиду.

меркел исраилийә кабинети биләнму учришиш өткүзгәндин кейин, униң шәрипигә баш министир беннет тәрипидин берилгән кәчлик зийапәткә қатнишиду.

исраилийә таратқулири меркелниң зийарәт җәрйанида исраилийәниң сабиқ баш министири вә асаслиқ өктичи рәһбири бенйамин нетанйаһу билән көрүшмәйдиғанлиқини йазди.

меркелниң исраилийә билән видалишиш зийарити 28-авғусттин 29-авғустқичә пиланланған болуп, әмма әйни вақиттики афғанистан вәзийити сәвәбидин әмәлдин қалдурулған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر