түркийә конгоға тәзийә теләклирини билдүрди

конгода нурғун киши һайатидин айрилип, йәнә нурғун киши йоқулуп кәткән парахот вәқәсигә қарита түркийә конгоға тәзийә теләклирини билдүрди.

1717274
түркийә конгоға тәзийә теләклирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, «конго демократик җумһурийитиниң бумба районидики конго дәрйасида йолучиларни елип маңған парахотниң өрүлүп кетиши нәтиҗисидә нурғун кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә ғайиб болғанлиқи һәққидики хәвәрләрдин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр таптуқ» дейилди.

байанатта, һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлири вә конго һөкүмитигә тәзийә билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر