йапонийәдики йәр тәврәштә йариланғанлар сани 43 кә йәтти

йапонийәниң пайтәхти токйониң шәрқий шималида 10-айниң 7-күни кәчтә йүз бәргән 5.9 бал йәр тәврәштә йариланғанлар сани 43 кә йәтти.

1717057
йапонийәдики йәр тәврәштә йариланғанлар сани 43 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә метеорологийә идариси, чиба өлкисидә йүз бәргән 5.9 бал йәр тәврәшниң йәрниң 80 киломитир чоңқурлуқида йүз бәргәнликини, охшаш еғирлиқтики қалдуқ йәр тәврәшләрниң кейинки бир һәптә бойичә давамлишиш еһтималиниң барлиқини уқтуруп, аммини таш чүшүш вә тағ гүмүрүлүп чүшүш һадисисигә қарита һошйар болуш тоғрисида агаһландурди.

кийодо хәвәр агентлиқи, токйо вә униң әтрапидики өлкиләрдики йәр тәврәштә йариланғанлар саниниң 43 кә йәткәнликини؛ от вә апәт башқуруш идариси, саитамада бир, чибада бир йариланғучиниң йарилиниш әһвалиниң еғир икәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر