стаффорд шәһәрлик һөкүмәт мусулманларға қарши ташлиған хата қәдәмниң бәдилини төлиди

американиң виргинийә иштатидики бир шәһәрлик һөкүмәт мусулманларға қарши ташлиған хата қәдәмниң бәдилини төлиди.

1717098
стаффорд шәһәрлик һөкүмәт мусулманларға қарши ташлиған хата қәдәмниң бәдилини төлиди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң виргинийә иштатидики бир шәһәрлик һөкүмәт исламий җәмийәтниң сетивалған йеригә мусулманлар қәбристанлиқи қурушиға тосқунлуқ қилиш үчүн қаидигә хилап һалда бәлгилимигә өзгәртиш киргүзгәнлики сәвәбидин түр игиси тәшкилатиға 500 миң доллар төләм төләшкә мәҗбур болуп қалди.

виргинийә иштатиниң стаффорд шәһәрлик һөкүмитиниң, қанунға уйғун болушиға қаримай «барлиқ мусулманлар җәмийити (AMAA)» ниң сетивалған йеригә қәбристанлиқ қурушиға йол қоймаслиқ үчүн бәлгилимини қанунсиз өзгәртишидин кейин түр игиси ислам тәшкилати һөкүмәт үстидин сотқа әрз сунди.

бу мәсилини һәл қилишқа тәйинләнгән стаффорд наһийәлик интизам тәкшүрүш комитети беләт ташлаш арқилиқ «барлиқ мусулманлар җәмийити»ниң тәлипиниң йоллуқ икәнликини бекитти вә шәһәрлик һөкүмәтниң бәлгилимигә тез сүрәттә өзгәртиш киргүзүшигә «диний кәмситиш» дәп баһа бәрди.

тәрәпләр оттурисидики келишим нәтиҗисидә, стаффорд шәһәрлик һөкүмәт исламий җәмийәткә қәбристанлиқ иҗазәтнамиси беришкә мәҗбур болуп қалди вә түр үчүн 500 миң доллар төләшни тәстиқлиди.

йәрлик таратқуларда шәһәрлик һөкүмәтниң «барлиқ мусулманлар җәмийити» сунған дәвада өзини ақлаш үчүн адвокатлиқ вә сот һәққи үчүн 390 миң доллардин артуқ пул хәҗлигәнлики тоғрисидики учурларға орун берилди.

җәмийәтниң директори мосаддақ чуғтай ахбарат елан қилиш йиғинида: «барлиқ динлардикигә охшаш мусулманларниңму етиқадиға уйғун дәпнә қилиниши интайин муһим. бу қийинчилиқниң арқида қалған болушини, диний әркинликниң һөкүм сүрүватқанлиқини һес қилған һалда қурулушни башлишимизни үмид қилимән. биз, етиқадиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, барлиқ кишиләрниң стаффордта охшаш пурсәткә еришишини үмид қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر